түркийә пакистанға тәзийә билдүрди

түркийә пакистанниң пәнҗап, белучистан вә хәйбәр пахтунхуа иштатлирида йүз бәргән кәлкүндә нурғун кишиләрниң җенидин айрилғанлиқи мунасивити билән, пакистан хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүрди.

2129163
түркийә пакистанға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи пакистанда йүз бәргән кәлкүн апити тоғрисда йазма байанат елан қилди.

байанатта, пакистанниң пәнҗап, белучистан вә хәйбәр пахтунхуа иштатлирида йүз бәргән кәлкүндә җенидин айрилғанларға тәзийә билдүрүлүп: «җенидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт, қериндаш пакистан хәлқигә вә һөкүмитигә сәвр тиләймиз» дейилди.

пәнҗап, белучистан вә хәйбәр пахтунхуа иштатлирида 13-апрел (2024) шиддәтлик йағқан йамғур нәтиҗисидә йүз бәргән кәлкүн вә чақмақ соқуш сәвәбидин 63 киши җенидин айрилған иди.

кәлкүндә нурғун өй вә аммиви әслиһәләр еғир зийанға учриған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر