б д т исраилийәниң  т р т әтритигә қилған һуҗумини тәкшүрүшни тәләп қилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати исраилийәниң  т р т әтритигә қилған һуҗуминиң ғәззәдә мухбирлар дуч келиватқан хәтәрләрни ениқ көрситип бәргәнликини вә бу вәқәни очуқ вә ишәнчлик һалда тәкшүрүш керәкликини тәләп қилди.

2127171
б д т исраилийәниң  т р т әтритигә қилған һуҗумини тәкшүрүшни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т байанатчиси стефан дуҗарик исраилийәниң т р т әтрити қатарлиқ мухбирларға қилған һуҗуми тоғрисида йазма байанат елан қилди.

дуҗарик уларниң бу вәқә тоғрисида техи тәпсилий учурға игә әмәсликини тилға елип: «бу вәқә ғәззәдә мухбирлар дуч келиватқан хәтәрләрни ениқ көрситип бәрмәктә» деди.

дуҗарик йәнә мундақ деди: «буму башқа һадисиләргә охшаш чоқум очуқ вә ишәнчлик усулда тәкшүрүлүши керәк»

дуҗарик ғәззәдә т р т ға ишләйдиған журналистлар дуч кәлгәндәк пәләстин, судан вә башқа нурғун җайларда журналистларниң қийинчилиққа дуч келиватқанлиқини әскәртип: «дунйаниң һәммила йеридә журналистлар хизмитини бихәтәр ишләшкә тиришмақта» деди.

исраилийә қисимлири нусайрат панаһланғучилар лагериға қилған һуҗумида, райондики өзгиришләрни көзитиватқан т р т әрәбчә қанили әтритиниму өз ичигә алған бир түркүм журналистларни нуқтилиқ һуҗум нишани қилған иди.

һуҗум җәрйанида т р т әрәбчә қанили әтритидин оператор сами муһәммәд шаһәдә, <CNN> қанилидин муһәммәд һәсән әссалиһи вә ихтийари мухбир әһмәд бәкир әл луһ исраилийә қисимлириниң һуҗум нишани болған вә йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر