әрдоған: әркин пәләстин қурулғичә давамлиқ қоллаймиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң ғәззәгә 45 миң тоннидин артуқ инсанпәрвәрлик йардими әвәткәнликини ейтти.

2126257
әрдоған: әркин пәләстин қурулғичә давамлиқ қоллаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған роза һейтни тәбрикләп  тарқатқан синлиқ учурида: «биз қийин пәйттә пәләстин хәлқи билән биллә икәнликимизни намайан қилдуқ» деди вә сөзини мундақ давамлаштурди:

«түркийә болуш сүпитимиз билән, биз бу қийин пәйтләрдә бүгүнгичә районға әвәткән 45 миң тоннидин артуқ инсанпәрвәрлик йардимимиз билән, пәләстин хәлқи билән биллә икәнликимизни намайан қилдуқ. буниңдин кейинму  қоллишимизни кеңәйтимиз. биз ғәззәдә еқиватқан қан тохтиғичә вә пәләстинлик қериндашлиримиз 1967-йилдики чеграни асас қилип, пайтәхти шәрқий қуддус болған әркин пәләстин дөлитини қорғичә йардәмлиримизни давамлаштуримиз.»

у террорлуқ тәшкилатлириға қарши давамлишиватқан һәрбий һәрикәтләр үстидиму тохтилип: «п к к дин фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиғичә вә даештин вәтинимизниң бирлики, хәлқимизниң хатирҗәмликигә қәст қилған террорлуқ тәшкилатлирини нәпәс алдурмаймиз. террорлуқни йилтизидин қурутуш истратегийәмизни қәтий ирадә билән давамлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر