фидан п к к ниң қутратқулуқлири тоғрисида тохталди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири фидан, түркийәниң зәрбә бериш һәрикәтлири нәтиҗисидә болуңға қистилип қалған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к ниң өзигә кәңчилик қилип келиватқан йавропа дөләтлиридә террор вәһимиси пәйда қилғанлиқини ейтти

2121502
фидан п к к ниң қутратқулуқлири тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: министир хақан фидан истанбулда өткүзүлгән бир паалийәттә сөз қилип, йеқинқи күнләрдә п к к тәрәпдарлириниң белгийәниң охшимиған икки шәһиридә түркийә пуқралириға пәскәшләрчә һуҗум қилғанлиқини әскәртти.

«улар германийәниң ханновер шәһиридики консулханимизға һуҗум қилғудәк дәриҗидә һәддидин ашти» дегән фидан, фирансийәдиму мушуниңға охшаш қутратқулуқ қилиш урунушлириниң көрүлгәнликини тәкитлигәндин кейин, сөзини давамлаштуруп: «п к к биз зәрбә бәргәнсери болуңға қисталмақта, болуңға қистилип қалғансери, узун йиллардин буйан униңға кәңчилик қилип келиватқан йавропа дөләтлиридә террор вәһимиси пәйда қилмақта. дөлитимиз болса, пуқралирини һәр қандақ әһвалда қоғдайду. мәсилә мушунчилик адди» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر