әрдоған москвада йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған русийәниң пайтәхти москвада йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди.

2119270
әрдоған москвада йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси рәиси әрдоған «әнқәрә чоң йиғилиши»да хәлқкә хитаб қилди؛ у сөзлирини түнүгүн москвадики бир консерт залида йүз бәргән террорлуқ һуҗуми мунасивити билән, дөлити вә хәлқигә вакалитән русийә һөкүмитигә тәзийә билдүргән һалда башлиди.

«бигунаһ пуқраларни зәрбә обйекти қилған бу қәбиһ террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләймән» дегән җумһур рәис әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «террорлуқ ким тәрипидин кәлсә кәлсун, садир қилғучиси ким болса болсун, уни қобул қилғили болмайду. террорниң қанлиқ йүзини наһайити йахши билидиған бир дөләт болуш сүпитимиз билән, русийә хәлқиниң азабини ортақлишимиз. инсанийәтниң ортақ дүшмини болған террорға қарши күришимизни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر