баш әлчи өнал хәлқара җәмийәтниң сүрийә мәсилисигә тутқан позитсийәсини өзгәртишини тәләп қилди

түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) да турушлуқ даимий вәкили сәдат өнал террорлуқниң сүрийәниң сийасий бирлики вә земин пүтүнлүки билән бирликтә, районниң тинчлиқи вә муқимлиқидики әң чоң тәһдиткә айланғанлиқини оттуриға қойди.

2118726
баш әлчи өнал хәлқара җәмийәтниң сүрийә мәсилисигә тутқан позитсийәсини өзгәртишини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: баш әлчи өнал б д т хәвпсизлик кеңишиниң сүрийәниң сийасий вә инсанпәрвәрлик вәзийити тоғрисидики йиғинида сөз қилди؛ у 13 йилдин буйан давам қиливатқан сүрийәдики тоқунуш сәвәбидин инсанпәрвәрлик, сийасий, бихәтәрлик вә иқтисадий вәзийәтниң йаманлишип кәткәнликини оттуриға қойуп: «террорлуқ сүрийәниң сийасий бирлики вә земин пүтүнлүки билән бирликтә, районниң тинчлиқи вә муқимлиқидики әң чоң тәһдиткә айланди» деди.

өнал барлиқ алақидар тәрәпләрниң реал нуқтида туруп вәзийәтни муһакимә қилиши керәкликини әскәртип, сүрийә тоқунушиға сиҗил чарә тепишниң асаслиқ тәлипиниң, сүрийә хәлқиниң арзулириға мас келидиған ортақ миллий тонушни барлиққа кәлтүрүш икәнликини тәкитлиди.

хәлқара җәмийәтниңму бу нишанни қоллаш үчүн омумий позитсийәсигә қайта қарап чиқиши керәкликигә ишарәт қилған өнал: «бу арқа көрүнүштә, (сүрийәликләрниң) сийасий, бихәтәрлик вә инсанпәрвәрлик саһәлиридики өзара күчләндүрүш мусаписигә актип қатнишишқа капаләтлик қилиш керәк. шуниң билән бир вақитта, мусапирларниң қайтип келишигә қолайлиқ йаритиш вә (сүрийәниң) балдуррақ әслигә келишини кечиктүрмәслик тәхирсизликтур» деди.

у нуқтилиқ һалда үч асасий мәсилисидә позитсийәни өзгәртишниң зөрүрийитини тәкитләп, буларниң биринчисиниң б д т ниң қоллиши астида сийасий мусапини җанландуруш икәнликини оттуриға қойди.

позитсийә өзгәртиш зөрүр болған нуқтиларниң иккинчисиниң бир террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәшни иккинчи бир террорлуқ тәшкилатиға һавалә қилиш хаталиқиға хатимә бериш икәнликини тилға алған өнал: «аталмиш <сүрийә демократик күчлири> бир бөлгүнчи тәшкилат. у нә сүрийәгә мәнсуп әмәс, нә демократик әмәс. у п к к / й п г ниң дәл өзи» деди.

өнал позитсийә өзгәртишкә тегишлик үчинчи нуқтиниң мусапирларниң өз ихтийарлиқи билән бихәтәр вә иззәт-һөрмити қоғдалған һалда йуртлириға қайтишиға капаләтлик қилиш болуп, буниң тоқунушни һәл қилиш мусаписиниң бир қисми болуши керәкликини қәйт қилди.

баш әлчи өнал түркийәниң сүрийәниң тинчлиқи вә муқимлиқиға капаләтлик қилиш үчүн, һәр қайси тәрәпләр билән бәрпачи алақини сақлап, күч сәрп қилишни давамлаштуридиғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر