миллий истихабарат идариси сулайманиййәдә зәрбә бериш һәрикити елип барди

түркийә җумһурийити миллий истихбарат идариси (MIT) ирақниң сулайманийә шәһиридә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / к җ к ниң аталмиш рәһбәрлириниң бири болған роҗда биләнни уҗуқтурди.

2117411
миллий истихабарат идариси сулайманиййәдә зәрбә бериш һәрикити елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: миллий истихбарат идариси учур торидин пайдилинип, террорчи биләнниң ирақниң сулайманийә шәһириниң иран чеграсидики тағлиқ районда паалийәт елип бериватқанлиқини ениқлап чиқти вә нуқтилиқ зәрбә бериш һәрикити елип берип, террорчи роҗда биләнни уҗуқтурди.

биләнниң террорлуқ тәшкилатиға қатнишидиған йашларни ениқлап риғбәтләндүрүш, уларға идийәви тәшвиқат хизмити ишләш ишлирини елип барғанлиқи шундақла террорлуқ тәшкилатиниң түркийәдики йашлар қатлимиға вәқә садир қилиш тоғрисида йолйоруқларни чүшүргәнлики ениқланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر