бүгүн чанаққәлә деңиз зәпириниң 109-йиллиқи...

биринчи дунйа уруши җәрйанида 1915-йили 18-март османли императорлуқиниң ғәлибиси билән ахирлашқан чанаққәлә деңиз зәпири, һәр йилдикигә охшаш иптихарлиқ билән тәбрикләнмәктә.

2116769
бүгүн чанаққәлә деңиз зәпириниң 109-йиллиқи...

түркийә авази радийоси: тарихий гәлиболу йерим арилида, шеһитләрни хатириләш күни вә чанаққәлә деңиз зәпириниң 109-йиллиқи мунасивити билән мурасим өткүзүлди.

мурасимға җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қатнашти вә муһим сөз қилди.

түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа камал ататүркни өз ичигә алған чанаққәләни бөсүп өткили болмайдиған һалға әкәлгән, дүшмәнгә қарши туруп, бу земинларни кейинки әвладлар үчүн вәтән қилғанлар, ғайәт зор иптихарлиқ, рәһмәт вә миннәт һес-туйғулири билән хатириләнди.

чанаққәләдә 18-март шеһитләрни хатириләш күни вә деңиз зәпириниң 109-йиллиқиниң биринчи мурасими, җумһурийәт мәйданида өткүзүлди.

дөләт мудапиә министири йашар гүләр башчилиқидики һәрбий қоманданлар, ғазилар вә сийасий партийә вәкиллири билән, австиралийә, йеңи зеландийә һәмдә әнглийә қатарлиқ дөләтләрниң әлчихана-консулханилириниң вәкиллириму мурасимға қатнишип, ататүрк хатирә сарийиға гүлчәмбирәк қойди. арқидин мудапиә министири йашар гүләр «чанаққәләдин өткили болмайду» дегән сөз йезилған медални түркийә байриқиға қадиди. сүкүттә туруштин кейин, истиқлал марши оқулди вә байрақ чиқирилди.

мурасим, чанаққәлә боғузида тохтитилған «т җ г (TCG) чоң арал парахоти» дин 21 пай топ оқи етиш билән ахирлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر