хирқәи шәриф бүгүн зийарәтчиләргә ечиветилди

муһәммәд әләйһиссалам вәйсәл қарани (увәйс әлқәрни) ға совға қилған хирқәи шәриф (мубарәк тон) бүгүн (15-март) истанбулдики хирқәи шәриф җамәсидә зийарәтчиләргә ечиветилди.

2116077
хирқәи шәриф бүгүн зийарәтчиләргә ечиветилди
sakal-i serif.jpg
hirka-i serif.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: һәр йили рамизанниң биринчи җүмә күни зийарәт ечилидиған хирқәи шәриф бүгүн түркийә вақти саәт 10:00 да зийарәтчиләргә ечиветилди.

хирқәи шәрифни рамизан ейи бойичә һәптә ичидә әнқәрә вақти саәт 10:00 дин саәт 17:00 гичә, һәптә ахирлирида саәт 09:00 дин саәт 17:30 ғичә болған арилиқта зийарәт қилип көргили болиду.

муһәммәд әләйһиссаламниң вәсийитигә асасән, вәйсәл қараниға совға қилинған — муқәддәс йадикарлиқларниң бири болған хирқәи шәриф, 1851-йилидин буйан истанбулниң фатиһ районида униң намида селинған хирқәи шәриф җамәсидә сақланмақта.

муһәммәд әләйһиссаламниң аманити болған хирқәи шәриф бүгүн вәйсәл қараниниң 58- вә 59-әвлад нәврилири тәрипидин сақлинип, зийарәтчиләргә ечилмақта.

5-апрел қәдир кечиси болса, зийарәт тәравиһ намизидин кейин башлинип, түркийә вақти сәһәр саәт 03:00 кичә давамлишиду, хирқәи шәрифни зийарәт қилиш 9-апрел һарпа күни әсир намизидин кейин, дуалар билән ахирлаштурулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر