җеф флейк: түркийәгә охшаш районлуқ күчләр болмай туруп, ғәззә мәсилисигә чарә тепиш тәс

америка қошма иштатлириниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси җеф флейк: «түркийәгә охшаш районлуқ күчләр рол ойнимай туруп, ғәззә мәсилисигә чарә тепиш тәс» деди.

2115810
җеф флейк: түркийәгә охшаш районлуқ күчләр болмай туруп, ғәззә мәсилисигә чарә тепиш тәс

түркийә авази радийоси хәвири: MSNBC қанилиниң сөһбәт пирограммисиға қатнашқан баш әлчи җеф флейк, түркийәниң америка билән болған мунасивити, русийә-украина урушидики мәйдани вә исраилийәниң ғәззәгә қилған һуҗумиға тутқан позитсийәси қатарлиқ мәсилиләр һәққидики пикирлирини оттуриға қойди.

у сөзини давамлаштуруп: «шималда украинада уруш бар, җәнубта ғәззәдә уруш бар, түркийә бу иккисиниң дәл оттуриисда. хәлқиниң %97 и мусулман бир дөләт болуш сүпити билән, пәләстинликләргә чоңқур йеқинлиқ һес қилидиғанлиқи ениқ. шуңлашқа исраилийәниң ғәззәгә кирип, қилған ишлирини күчлүк тәнқид қиливатиду. бир кепил дөләт сүпитидә һәрикәт қилишқа вә мәңгүлүк тинчлиқ орнитиш үчүн, райондики башқа шериклири билән һәмкарлишишни халайдиғанлиқини билдүрди. уларму бизгә охшашла икки дөләтлик һәл қилиш чарисини қоллайду. шуңлашқа, мән <биз бирликтә һәрикәт қилалаймиз> дәп ойлаймән. түркийәгә охшаш районлуқ күчләр рол ойнимай туруп, ғәззә мәсилисигә чарә тепиш тәс» дегәнләрни қәйт қилди.

баш әлчи флейк түркийәниң йәнә украинаниң игилик һоқуқиниму қоллайдиғанлиқини тәкитләп, украинаниң түркийәдин сетивалған учқучисиз һава аппаратлириниң русийә билән болған урушта интайин муһим рол ойниғанлиқини тилға елип өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر