онҗү кәчәли исраилийә һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқини йүзигә урди

ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси онҗү кәчәли исраилийә һөкүмитиниң бир қисим әзалириниң байанатлириға наразилиқ билдүрди.

2113201
онҗү кәчәли исраилийә һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқини йүзигә урди

түркийә авази радийоси хәвири: онҗү кәчәли иҗтимаий алақә суписи X тики йазмисида, исраилийәниң хәлқара сот мәһкимисидә ирқий қирғинчилиқ җинайити билән сотлиниватқан бир дөләт икәнликини вә ғәззәдики пәләстин хәлқигә қарши өткүзүлгән барлиқ җинайәтләрниң җавабкариниң исраилийә һөкүмити икәнликини тәкитлиди.

исраилийә һөкүмити әзалириниң мунасивәтлик күн тәртипни өзгәртишни мәқсәт қилған урунушлириниң бу һәқиқәтләрниң үстини йепип қалалмайдиғанлиқини әскәрткән онҗү кәчәли: «адимийлик виҗдани вә хәлқара қанун исраилийә әмәлдарлириниң җавабкарлиққа тартилишиға чоқум капаләтлик қилиду» деди.

исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу вә ташқи ишлар министири йисраил катз җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға қарита төһмәтләрдә болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر