түркийә авийатсийә ширкити һамбургдин истанбулға келидиған бәзи айропиланларни әмәлдин қалдурди

түркийә авийатсийә ширкити германийәниң һамбург айродурумидики иш ташлаш намайиши сәвәбидин  7-март пәйшәнбә күни учидиған бәзи нөвәтчи айропиланларни әмәлдин қалдурғанлиқини елан қилди.

2111670
түркийә авийатсийә ширкити һамбургдин истанбулға келидиған бәзи айропиланларни әмәлдин қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә авийатсийә ширкити ахбарат ишханиси тәрипидин елан қилинған байанатта, истанбулдин һамбургқа учидиған нөвәтчи айропиланларниң давамлишиватқанлиқи, әмма һамбургдин истанбулға қайтидиған TK 1662 номурлуқ, TK 1664 номурлуқ вә 1668 TK номурлуқ һамбург-истанбул нөвәтчи айропиланлириниң әмәлдин қалдурулғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر