генерал мәтин гүрак гамбийә армийәси баш иштаб башлиқини күтүвалди

армийә баш иштаб башлиқи генерал мәтин гүрак гамбийә армийәси баш иштаб башлиқи майор генерал мамат оа чам билән көрүшти.

2110664
генерал мәтин гүрак гамбийә армийәси баш иштаб башлиқини күтүвалди

түркийә авази радийоси хәвири: генерал мәтин гүракниң тәклипигә бинәән пайтәхт әнқәрәгә йетип кәлгән гамбийә армийәси баш иштаб башлиқи генерал майор мамат о чам, армийә баш иштабида рәсмий мурасим билән қарши күтүвелинди.

икки дөләтниң дөләт маршлири оқулғандин кейин, меһман баш иштаб башлиқи һөрмәт қаравуллириға салам бәрди.

мурасимдин кейин, баш иштаб башлиқлири ахбаратқа йепиқ шәкилдә айрим вә һәйәтләр ара музакирә йиғини өткүзди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر