әрдоған анталйада хәлққә хитаб қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «дөлитимизни сийасәт, дипломатийә, санаәт, пән -техника деһқанчилиқ вә сайаһәтчилик билән дунйаниң алдинқи қатарлириға қандақ елип чиққан болсақ, түркийә әсри билән йәнә шундақ алдинқи орунға өткүзимиз» деди

2110095
әрдоған анталйада хәлққә хитаб қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис шундақла адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң рәиси әрдоған партийәсиниң анталйа йиғилишида нутуқ сөзлиди.

әрдоған сайаһәтчилик, деһқанчилиқ вә сода билән көзгә көрүнгән анталйа шәһириниң хәлқаралиқ дипломатийә чолпанлириниң биригә айланғанлиқини билдүрүп, үлүшкүн (1 – марта) башланған 3 -  нөвәтлик анталйа дипломатийә мунбири йиғининиң бу қәд көтүрүшниң аламәтлиридин бири икәнликини ейтти.

әрдоған анталйаниң һәр саһәдә «хәлқаралиқ шәһәр» болуш салаһийитини күчәйтиш вәдисини әмәлгә ашуридиғанлиқини тәкитләп, «дөлитимизни сийасити, дипломатийәси, санаити, пән -техникиси, деһқанчилиқи вә сайаһәтчилики билән дунйаниң алдинқи қатарлириға қандақ елип чиққан болсақ, түркийә әсри билән йәнә шундақ алдинқи орунға өткүзимиз» деди.

әрдоған йәнә мундақ деди:

«түркийә иқтисади бултур %4.5 ашти. миллий киримимиз 1 тирилйон 100 милйардтин ешип, киши бешиға тоғра келидиған миллий киримимиз 13 миң долларға йәтти. биз қурған үзлүксиз ешиш муһити сайисида, ишқа орунлишиш, ишләпчиқириш, експорт вә сайаһәтчиликтә һәр йили йеңи рекортларни бузуп ташлимақтимиз»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر