өнал б д т омумий кеңишидә русийә-украина уруши тоғрисида сөз қилди

түркийә б д т өнал русийә украина уруш уйғурчә

2108086
өнал б д т омумий кеңишидә русийә-украина уруши тоғрисида сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати  (б д т)да турушлуқ даимий вәкили сәдат өнал русийә-украина уруши тоғрисида тохитлип: «һәқиқий, сиҗил, һәммидин муһими, әмәлийләштүрүшкә болидиған тинчлиқ орнитиш үчүн кечиктүрмәстин тиришчанлиқ көрситиш керәк» деди.

өнал түнүгүн өткүзүлгән б д т омумий кеңишиниң украинадики ишғал қилинған йәрләр тоғрисидики йуқири дәриҗиликләр йиғинида сөз қилди.

украинадики урушниң тәсириниң уруш мәйданидин һалқип кәткәнликини, адәм өлүш вә маддий вәйранчилиқниң күндин-күнгә еғирлишиватқанлиқини оттуриға қойған өнал, бу урушниң хәлқара тинчлиқ вә бихәтәрлик саһәсидә дунйави тәсир пәйда қилғанлиқини әскәрткәндин кейин: «түркийә биринчи күндин башлапла бу урушқа қарши икәнлики тоғрисидики позитсийәсини изчил давамлаштуруп, украина земининиң қошувелинишини рәт қилип кәлди» деди.

баш әлчи өнал түркийәниң қирим қанунсиз қошувеинғандин буйан, украинаниң земин пүтүнлүки, игилик һоқуқи вә сийасий бирликини қоллаватқанлиқини қәйт қилди.

«қара деңиз ашлиқ келишими»ниң дипломатийәниң үнүмини көрситип бәргәнликини билдүргән өнал: «мәзкур келишимни тутқа қилип, қарадеңизниң сода қатниши бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн, йеңи бихәтәрлик рамкисини қандақ бәрпа қилидиғанлиқимиз тоғрисида издинишимиз керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

баш әлчи онал қара деңизниң муқимлиқиниң җиддийчиликниң еғирлишип кетиши вә йәр шари йемәклик базириниң йимирилишиниң алдини елишта муһим әһмийәткә игә икәнликигә ишарәт қилип өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر