лаһәйдики хәлқара сотта исраилийәгә қарши доклат бериш нөвити түркийәгә кәлди

исраилийә сотлиниватқан голландийәниң лаһәй шәһиридики хәлқара җинайи ишлар сотида сөз қилиш нөвити түркийәгә кәлди.

2107315
лаһәйдики хәлқара сотта исраилийәгә қарши доклат бериш нөвити түркийәгә кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: муавин ташқи ишлар министири баш әлчи әһмәт йилдиз исраилийәниң пәләстиндики ишғалийити вә қанунсиз қошувелиш қилмишлири һәққидә бүгүн (26-феврал) хәлқара җинайи ишлар сотида ағзаки доклат бериду.

тәхминән 30 минут давамлишидиған доклатта, түркийәниң пәләстинни қоллайдиғанлиқи хәлқара җәмийәт алдида қайта тәкитлиниду.

түркийә исраилийәниң 1967-йилдин буйан пәләстин земинида давамлаштуруватқан қанунсиз қилмишлири тоғрисидики һөҗҗәт вә мәлуматларни хәлқара җинайи ишлар соти билән ортақлишиду.

хәлқара җинайи ишлар сотида бир һәптидин буйан 47 дөләт ағзаки доклат бәрди.

испат аңлаш сотиниң ахирқи күнидә, түркийәниму өз ичигә алған бәш дөләт вә үч хәлқаралиқ тәшкилат өз қарашлирини оттуриға қойиду.

хәлқара җинайи ишлар сотиниң қарари қануний чәкләш күчигә игә әмәс, әмма исраилийәгә болған бесимни ашуруши мөлчәрләнмәктә.

ғәззә райониға 7 – өктәбир (2023) дин буйан вәһшийанә һуҗумлирини давамлаштуруватқан исраилийә тәхминән 30 миң пәләстинликниң җениға замин болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر