түркийә русийә-украина уруши тоғрисида байанат елан қилди

түркийә украина мәсилисигә украинаниң мустәқиллиқи, игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүки асасида адил вә мәңгүлүк һәл қилиш чариси тепиш үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқини билдүрди.

2106843
түркийә русийә-украина уруши тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, иккинчи йилини арқида қалдурған русийә-украина урушиниң украинаға йәткүзгән еғир бузғунчилиқиниң тәсириниң күнсери күчийиватқанлиқини, униң район вә дунйа миқйасидики сәлбий ақивәтлириниң барғансери чоңқурлишиватқанлиқини әскәртти.

«биз дипломатик мусапини қайта җанландуридиған пурсәтниң һаман бир күни туғулидиғанлиқиға ишинимиз» дегән ибариләргән орун берилгән байанатта, бу тонушни йақлиған һалда тәрәпләргә зөрүр тәклипләрни сунушниң давамлишиватқанлиқи тәкитләнди.

байанатта йәнә: «украина мәсилисигә украинаниң мустәқиллиқи, игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүки асасида адил вә мәңгүлүк һәл қилиш чариси тепиш үчүн давамлиқ тиришимиз» дейилди.

русийә 2022-йили 2-айниң 24-күни украинаға қарши уруш ачқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر