әрдоған билән әди рама қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «түркийә билән албанийә натониң балқан райониниң тинчлиқи вә муқимлиқиниң қоғдилишиға төһпә қошуватқан икки иттипақдиши. биз албанийә билән балқан райониға мунасивәтлик дийалогимизни техиму зич давамлаштуримиз» деди

2105178
әрдоған билән әди рама қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған түнүгүн пайтәхт әнқәрәдә дөләт ишлири зийаритидә болған албанийә баш министири әди рама билән түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимисидики «түркийә-албанийә йуқири дәриҗилик һәмкарлиқ кеңишиниң тунҗи қетимлиқ йиғини» вә «икки дөләт оттурисидики келишмләргә имза қойуш мурасими»дин кейин қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

әрдоған йиғиндики сөзи җәрйанида, баш министир рама билән район вә дунйа сәһнисидики өзгиришләр һәққидә пикир алмаштурғанлиқини байан қилип: «түркийә билән албанийә шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң балқан райониниң тинчлиқи вә муқимлиқиниң қоғдилишиға төһпә қошуватқан икки иттипақдиши. биз албанийә билән балқан райониға мунасивәтлик дийалогимизни техиму зич давамлаштуримиз» деди.

әрдоған албанийә билән мудапиә санаити вә һәрбий саһәдики қойуқ һәмкарлиқни чоңқурлаштуруш арзусини тилға елип, имзаланған һәрбий рамка келишиминиң бу ирадиниң әң конкрет ипадиси икәнликини тәкитлиди.

албанийәниң 2022-2023-йиллиқ бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң вақитлиқ әзалиқ вәзиписини мувәппәқийәтлик тамамлиғанлиқини тәбриклигән әрдоған: «албанийә нөвәтчи рәисиликини түркийәдин өткүзүвалған қара деңиз иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң паалийәтлиригә муһим төһпиләрни қошиду» деди.

меһман баш министир рама исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлири һәққидә тохтилип: «(ғәззәдә) уруш тохтитишниң пәйти кәлди. әсирләр қойуп берилиши керәк. түркийә кәм болса болмайдиған бир күч. у әтиниң (келәчәкниң) бихәтәрликигә капаләтлик қилидиған күч, болупму ғәззә вә исраилийә мәсилидә шундақ» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر