җумһур рәис әрдоған улф киристерсон билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шиветсийә баш министири улф киристерсон билән телефонлашти.

2097050
җумһур рәис әрдоған улф киристерсон билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип, җумһур рәис әрдоған билән баш министир улф киристерсонниң телефонлишип, шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болуш мусаписи, террорлуққа қарши туруш, түркийә-шиветсийә мунасивити, районлуқ вә дунйави мәсилиләр тоғрисида сөзләшкәнликини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, җумһур рәис әрдоған түркийәниң шиветсийәниң натоға әза болғандин кейин, иттипақдашлиқ роһиға асасән һәрикәт қилип, үч тәрәп келишимидә көрситилгән мәҗбурийәтлирини ада қилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүргән.

у сөһбәт җәрйанида йәнә, икки дөләтниң бихәтәрлик һәмкарлиқ механизмини йолға қойуши керәкликини, террорлуққа қарши турушта шиветсийәниң түркийәни тегишилик дәриҗидә қоллишиниң муһимлиқини әскәрткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر