фидан үч дөләт зийаритини башлиди

ташқи ишлар министири хақан фидан албанийә пайтәхти тиранаға йетип барди.

2094398
фидан үч дөләт зийаритини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири түнүгүн (28-йанвар) албанийә пайтәхти тиранада түркийәлик сода-санаәтчиләр билән көрүшти.

у бүгүн рәсмий дөләт ишлири зийарити рамкисида, албанийә йавропа ишлири вә ташқи ишлар министири илги һасани билән көрүшиду.

у зийарити давамида йәнә, албанийә баш министири еди рама биләнму көрүшиду. у бүгүн кәчтә булғарийәгә қарап йолға чиқиду вә сәйшәнбә (30-йанвар) пайтәхт софийәдә, чаршәнбә күни руменийә пайтәхти бухарестта зийарәттә болиду.

хақан фиданниң үч дөләт зийаритидә, икки тәрәп мунасивәтлридин башқа, район вә дунйадики йеңи өзгиришләр музакирә қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر