астана йиғини ахирлашти
муавин ташқи ишлар министири әһмәт йилдиз қазақистан пайтәхти астанада түркийә, русийә вә иранниң капалити астида тәшкилләнгән астана мунбириниң 21-қетимлиқ йиғинида, террорлуққа қарши күрәштә ортақ ирадә көрситишниң тәкитләнгәнликини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һәйитигә башчилиқ қилған муавин ташқи ишлар министири әһмәт йилдиз қазақистанниң саһибханлиқида түнүгүн (24-йанвар) башланған вә бүгүн (25-йанвар) ахирлашқан «сүрийә» темилиқ 21-қетимлиқ астана йиғини тоғрисида мухбирларниң соаллирға җаваб бәрди.
у йиғинниң асасий мәқситиниң сүрийә киризисини һәл қилишта сийасий мусапини илгирилитиш икәнликини билдүрүп: «түркийә һәйити болуш сүпитимиз билән, асасий қанун комитетиниң хизмәтлирини башлишини вә сүритини тезлитишни тәләп қилдуқ» деди.
у һәйәтләр ара өткүзүлгән учришишларда, исираилийәниң пәләстингә вә қошна дөләтләргә қиливатқан һуҗумлириниң сүрийәгә көрситидиған тәсирлиридин һес қилинған әндишәләрниму тилға алғанлиқлирини әскәртти.
у сүрийәгә инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзүшниң үзүлүп қалмаслиқини, шуңа дәмәшиқ һакимийитиниң йардәмләрни йәткүзүш мәсилисидә айримичилиқ қилмаслиқини, қобул қилғили болмайдиған шәртләрни қоймаслиқи керәкиликини тәкитлигәнликлирини қәйт қилди.
у кейинки қетимлиқ йиғинниңму астанада вә мушу йил (2024) ичидә ечилидиғанлиқини билдүрди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийә-гиретсийә сөһбәт йиғини истанбулда чақирилди
түркийә-гиретсийә «бәрпачи күнтәртип дийалоги»ниң 6-қетимлиқ йиғини истанбулда өткүзүлди.