фидан түркийәниң «кепиллик механизми орнитиш» тоғрисидики тәклипини қайта тәкитлиди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан түркийәниң ғәззәдә тоғрисидики чақириқини қайта тәкитлиди.

2093250
фидан түркийәниң «кепиллик механизми орнитиш» тоғрисидики тәклипини қайта тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: хақан фидан бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң пәләстин мәсилисигә мунасивәтлик мәхсус йиғинидики сөзидә, ғәззәдики тирагедийәниң еғирлишип кәткәнликини тәкитләп, урушни дәрһал тохтитип, районға инсанпәрвәрлик йардәмләрни йәткүзүп беришниң зөрүрлүкини оттуриға қойди.

«ғәззә вә униңдин башқа районларда давамлишиватқан уруш нә тинчлиқ, нә тәслим болуш билән ахирлашмайду. бизниң бу урушни тохтитиш үчүн тарихий мәсулийитимиз бар» дегән министир фидан, хәлқара җәмийәтниң ғәззә вә ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида төкүлүватқан қанни тохтитишқа қурбиниң йәтмигәнликини билдүрүп: «мән тинчлиққа капаләтлик қилидиған вә уни назарәт қилидиған <кепиллик механизми орнитиш> чақириқимизни қайта тәкитләймән» деди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамасниң һәрбий қанити болған қәссам биригадаси 7-өктәбир исраилийәгә «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини җакарлиған. арқидин исраилийә армийәси уруш айропиланлири билән ғәззәгә қарши «төмүр қиличлар» һәрикити башлиғанлиқини елан қилғаниди.

күнсери күчийип кәткән тоқунушлар нәтиҗисидә, көпинчиси айаллар вә балилар болуп, 25 миңдин артуқ пәләстинлик қаза қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر