иран пирезиденти рәиси түркийәни зийарәт қилиду

иран пирезиденти ибраһим рәиси җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән бүгүн (24-йанвар) түркийәни зийарәт қилиду.

2092539
иран пирезиденти рәиси түркийәни зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә ишлири идариси байанат елан қилип, иран пирезиденти ибраһим рәисиниң зийарити җәрйанида, пайтәхт әнқәрәдә 8-қетимлиқ түркийә-иран алий сәвийәлик һәмкарлиқ кеңиши йиғининиң өткүзүлидиғанлиқини билдүрди.

йиғинда, түркийә-иран мунасивәтлири барлиқ тәрәплири билән көздин кәчүрүлидиғанлиқи, икки тәрәп һәмкарлиқини техиму чоңқурлаштуруп, тәрәққий қилдурулуши үчүн бесишқа тегишлик қәдәмләрниң музакирә қилинидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта мундақ дейилди:

 «учришишларда икки тәрәп мунасивәтлири, исираилийәниң ғәззә вә ишғал қилинған пәләстин земинлириға қиливатқан һуҗумлирини өз ичигә алған район, шундақла дунйави мәсилиләр тоғрисида өзара пикир алмаштурулиду. йиғин вәсилиси билән, мунасивәтләрниң келишимләрдин пәйда болған асасини күчәйтишни мәқсәт қилған һәр хил һөҗҗәтләрму имзалиниду.»  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر