хақан фидан нийу йоркта антонийо гутеррес билән көрүшти
ташқи ишлар министири хақан фидан бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутеррес билән көрүшти.
![хақан фидан нийу йоркта антонийо гутеррес билән көрүшти](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/98e9/0b4f/2a7b/650fcaa0601bc.jpg?time=1718436881)
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә өткүзүлгән пәләстин темилиқ йиғиндин илгири нийу йорктики б д т бинасида б д т баш катипи антонийо гутеррес билән көрүшти. арқидин алҗирийә ташқи ишлар министири әһмәд атаф вә фирансийә ташқи ишлар министири стефан сеҗорни билән көрүшти.
у бу учришишларни ахирлаштуруп, австирийә ташқи ишлар министири александер шалленберг биләнму көрүшти.
ташқи ишлар министирлиқиниң X адресида елан қилинған байанатта, министир фиданниң нийу йорктики түрк өйидә австрийә ташқи ишлар министири александер шалленберг билән көрүшкәнлики билдүрүлди.
хақан фидан түрк өйидә йәнә, түркийә-америка рәһбәрлик комитети әзалириниң зийаритини қобул қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![ирақ вә сүрийәниң шималида 3 террорчи бир тәрәп қилинди](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/828b/04e9/7c0a/666c1fc0b666e.jpg?time=1718436882)
ирақ вә сүрийәниң шималида 3 террорчи бир тәрәп қилинди
ирақ вә сүрийәниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 3 террорчи бир тәрәп қилинди.