әли йәрликайа германийәлик мәнсәпдиши билән министирлиқлар ара һәмкарлиқ мәсилисини музакирә қилди

түркийә җумһурийити ички ишлар министири әли йәрликайа германийә федератип җумһурийити ички ишлар, қошумчә йурт министири нансй фаесер билән телефонлашти.

2090268
әли йәрликайа германийәлик мәнсәпдиши билән министирлиқлар ара һәмкарлиқ мәсилисини музакирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: министир әли йәрликайа иҗтимаий таратқудики адресида министир фаесер билән өткүзгән телефон сөһбити тоғрисида учур һәмбәһриләп: «һөрмәтлик министир билән ички бихәтәрлик, апәт, террор, тәшкиллик җинайи қилмишлар, зәһәрлик чекимлик вә тәртипсиз көчмәнликкә қарши күрәш қатарлиқ министирлиқлиримиз ара һәмкарлиқ орнитиш мәсилилирини муһакимә қилдуқ» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر