министир фидан ийорданийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан бүгүн ийорданийә дөләт ишлири зийаритидә болиду.

2089995
министир фидан ийорданийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрниң билдүрүшичә, министир фидан 17-, 18-йанвар күнлири ийорданийә дөләт ишлири зийаритидә болидикән.

министир фидан зийарити даирисидә ийорданийә муавин баш министири, қошумчә ташқи ишлар министири әймән сәфәди билән көрүшидикән, ийорданийә падишаһи иккинчи абдуллаһ тәрипидин қобул қилинидикән.

сөһбәтләр җәрйанида, икки дөләт мунасивәтлири, пәләстинниң нөвәттики вәзийити, район вә хәлқаралиқ мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурулидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر