әрдоғанниң рийасәтчиликидә түнүгүн бихәтәрлик йиғини чақирилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рийасәтчиликидә түнүгүн истанбул долмабаһчә хизмәт ишханисида бихәтәрлик йиғини чақирилди.

2088320
әрдоғанниң рийасәтчиликидә түнүгүн бихәтәрлик йиғини чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоғанниң рийасәтчиликидә өткүзүлгән түнүгүнки йиғинға ташқи ишлар министири хақан фидан, ички ишлар министири әли йәрликайа, дөләт мудапиә министири йашар гүләр, армийә баш иштаб башлиқи генерал мәтин гурак, миллий истихбарат тәшкилати башлиқи ибраһим калин, учур - алақә идариси башлиқи фахрәттин алтун шундақла җумһур рәислик ташқи сийасәт вә бихәтәрлик мәслиһәтчиси акиф чағатай қилич қатнашти.

ахбаратқа йепиқ һалда өткүзүлгән йиғин тәхминән 1 саәт давамлашти.

башлиқлар йиғинидин кейин елан қилинған байанатта, террорлуққа қарши күрәштики қәтий ирадә тәкитләнди.

ирақниң шималида 9 әскиримиз шеһит болған вә 4 әскиримиз йариланған  пәнчә қулуп һәрикити райониға қилинған хаинларчә һуҗумдин кейин елип берилған һава һәрикити нәтиҗисидә йеқинқи 24 саәт ичидә 57 террорчиниң уҗуқтурулғанлиқи билдүрүлди.

байанатта йәнә: «түркийә һәр қандақ баһанә вә сәвәб болушидин қәтий нәзәр, җәнуб чеграсида бир терроистан қурулишиға қәтий йол қоймайду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر