түркийә алтә дөләт пуқралиридин визини кәчүрүм қилди

түркийә бәзи дөләтләрниң пуқралиридин визини кәчүрүм қилиш түзүмини йолға қойди.

2079972
түркийә алтә дөләт пуқралиридин визини кәчүрүм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири, бәһрәйн, әрәб бирләшмә хәлипилики, канада, сәуди әрәбистан вә оман пуқралириниң түркийәни визисиз сайаһәт қилиш түзүмини йолға қойушни мәзмун қилған җумһур рәис қарарнамәси рәсмий гезиттә елан қилинди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң имзаси билән елан қилинған қарарға асасән, америка, бәһрәйн, әрәб бирләшмә хәлипилики, канада, сәуди әрәбистан вә оманниң адәттики паспортларға игә пуқралири түркийәдә һәр 180 күн ичидә 90 күн визисиз туралайдикән.

бу қарар 6458-номурлуқ чәт әлликләр қануни вә хәлқара қоғдаш қануниниң 18-маддисидики бәлгилимигә асасән чиқирилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر