түркийә бүйүк милләт мәҗлиси шиветсийәниң нато әзалиқи тоғрисидики тәклипни музакирә қилиду

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ташқи ишлар комитети «шиветсийә падишаһлиқиниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға кириши тоғрисидики келишимни тәстиқлашниң уйғунлуқини мәзмун қилған қанун тәклипи»ни күнтәртипигә киргүзди.

2080011
түркийә бүйүк милләт мәҗлиси шиветсийәниң нато әзалиқи тоғрисидики тәклипни музакирә қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ташқи ишлар комитети байанат елан қилип, комитетниң 26-декабир сәйшәнбә күни түркийә вақти 15.00 дә йиғин чақирип, хәлқара келишимләрни тәстиқлашқа мунасивәтлик 10 қанун тәклипини музакирә қилидиғанлиқини уқтурди.

күнтәртипниң 10-маддисида, шиветсийәниң натоға кириш келишимини тәстиқлашқа алақидар қанун тәклипи орун алди.

11-айниң 16-күни түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ташқи ишлар комитети музакирә қилишни башлиған мәзкур тәклипкә алақидар сөһбәтләр кечиктүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر