фидан ослода зийарәттә болиду

министир хақан фидан ислам һәмкарлиқ тәшкилати вә әрәб әллири иттипақи бирләшмә алақә гурупписиниң ғәззәдики урушқа хатимә берип, мәңгүлүк тинчлиққа капаләтлик қилиш тиришчанлиқлири даирисидә норвегийәниң пайтәхти ослода зийарәттә болиду.

2076896
фидан ослода зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип: «һөрмәтлик министиримиз (фидан) 2023-йили 15-декабир ислам һәмкарлиқ тәшкилати вә әрәб әллири иттипақи бирләшмә алақә гурупписиниң ғәззәдики урушқа хатимә берип, мәңгүлүк тинчлиққа капаләтлик қилиш тиришчанлиқлири даирисидә норвегийәниң пайтәхти ослода зийарәттә болиду. һөрмәтлик министиримиз алақә гурупписидики кәсипдашлири билән бирликтә норвегийә, шиветсийә, финландийә, данийә, исландийә, белгийә, голландийә вә лийуксембург даирилири билән көрүшиду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر