түркийә армийәси ирақниң шималида һавадин зәрбә бериш һәрикити елип барди

түркийә армийәси ирақниң шималидики гара, мәтина, хакурк вә қандил районлиридики аталмиш йуқири дәриҗилик террорчиларниң туруватқанлиқи ениқланған 13 орунға һавадин зәрбә бәрди.

2075381
түркийә армийәси ирақниң шималида һавадин зәрбә бериш һәрикити елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, п к к / к җ к вә башқа террорлуқ унсурлирини бир тәрәп қилиш арқилиқ ирақниң шималидин пайдилинип түркийәгә террорлуқ һуҗуми қилиш пурсәтлирини йоқитиш вә чегра бихәтәрликини қоғдаш мәқситидә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) низамнамисиниң 51 – маддисида көрситилгән қанунлуқ қоғдиниш һоқуқиға асасән, террорчиларниң ирақниң мәтина, гара, хакурк вә қандил районлиридики панаһлиниш орунлириға һавадин зәрбә берилгәнликини уқтурди.

байанатта: «һавадин зәрбә бериш һәрикити арқилиқ бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң аталмиш мәсул террорчиларниңму туруватқанлиқи ениқланған өңкүрләр, панаһлиниш орунлири вә искилатлар болуп, җәмий 16 нишан йоқитип ташланди. асасий җәһәттин йәрлик оқ – дорилар ишлитилип елип берилған зәрбә бериш һәрикити җәрйанида, нурғун террорчилар бир тәрәп қилинди.

алийҗанаб хәлқимизниң бағридин чиққан түркийә армийәси илгирикигә охшашла бүгүнму дөлитимиз вә хәлқимизниң мәвҗутлуқи вә бихәтәрликини қоғдаш үчүн, террорлуққа қарши туруш күришини әң ахирқи террорчи йоқитилғичә давамлаштуриду. бу һәрикәт җәрйанида, бигунаһ пуқралар, дост күчләр, тарихий, мәдәнийәт байлиқлири вә муһитқа зийан йетип қелишниң алдини елиш үчүн барлиқ тәдбирләр йолға қойулди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر