түркийә һава йоллири ширкити осакаға учушни башлиди

дунйадики әң көп дөләтләргә қатнаватқан түркийә һава йоллири ширкити йапонийәдики айропилан сәпәрлиригә пайтәхт токйодин кейин, иккинчи шәһәр сүпитидә осаканиму учуш ториға қошти.

2075768
түркийә һава йоллири ширкити осакаға учушни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава йоллири ширкити ахбарат ишлири мәслиһәтчилик башқармиси тәрипидин елан қилинған байанатқа  асасланғанда, бүгүн (12-декабир) башланған айропилан сәпәрлири «Boeing 787-9» типлиқ нөвәтчи айропиланлар арқилиқ истанбул айродурум билән осака хәлқара айродуруми оттурисида дүшәнбә, сәйшәнбә, җүмә вә йәкшәнбә күнлири болуп һәптидә төт күн давамлишидикән.

түркийә һава йоллири ширкитиниң учуш җәдвилигә мунасивәтлик тәпсилий учурларға «www.turkishairlines.com» тор бекитидин, «444 0 849» номурлуқ чақириқ мәркизидин  вә беләт сетиш ишханилиридин еришкили болидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر