җумһур рәис әрдоған гиретсийәгә йеип барди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған гиретсийә баш министири керийакос мичотакисниң тәклипигә бинаән гиретсийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.

2073539
җумһур рәис әрдоған гиретсийәгә йеип барди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған гиретсийә баш министири керийакос мичотакисниң тәклипигә бинаән вә түркийә – гиретсийә истратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңишиниң 5 – нөвәтлик йиғиниға қатнишиш үчүн, гиретсийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә,  җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән гиретсийә баш министири керийакос мичотакисниң рийасәтчиликидә вә мунасивәтлик министирларниң иштирак қилишида чақирилидиған түркийә – гиретсийә истратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши йиғинида, түркийә – гиретсийә мунасивәтлири һәр җәһәттин көздин кәчүрүлүп, икки тәрәплик һәмкарлиқни күчәйтиш имканийәтлири һәққидә музакирә елип берилидикән.

учришишларда, икки тәрәп мунасивәтлири, районлуқ вә хәлқаралиқ өзгиришләр тоғрилиқму өзара пикир алмаштурулидикән.

зийарәт даирисидә йәнә, икки тәрәплик мунасивәтләрниң қануний асасини күчәйтиш нишан қилинған түрлүк келишим вә келишим лайиһәлириниң имзалиниши пиланланмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر