түркийә хәлқара деңиз ишлири тәшкилатиниң әзалиқиға қайта сайланди

түркийә хәлқара деңиз ишлири тәшкилатиниң кеңәш әзалиқиға қайта сайланди.

2071691
түркийә хәлқара деңиз ишлири тәшкилатиниң әзалиқиға қайта сайланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики йазма байанатида, хәлқара деңиз ишлири тәшкилатиниң  кеңәш әзалиқи сайламлириниң тәшкилатниң түнүгүн әнглийәниң пайтәхти лондонда чақирилған 33 – нөвәтлик омумий йиғини даирисидә өткүзүлгәнлики билдүрүлди.

байанатта, мәзкур сайламларда намзат дөләт түркийәниң хәлқара деңиз ишлири тәшкилатиниң  кеңәш әзалиқиға қайта сайланлғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди:

«түркийә хәлқара деңиз ишлири тәшкилатиға тунҗи қетим әза болған 1999-йилдин буйан, һәр икки йилда бир қетим өткүзүлидиған сайламларниң һәммисидә қайта әзалиққа сайлинип кәлмәктә. дөлитимиз деңизчилиқ саһәсидики имканийәтлири вә тәҗрибә – савақлириға асасән, хәлқара деңиз ишлири тәшкилатиға иҗабий төһпиләрни қошушни үзлүксиз давамлаштуриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر