«пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити  районида икки террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити  районида елип барған һава һәрикити давамида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси икки террорчи бир тәрәп қилинди.

2071768
«пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити  районида икки террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған  байанатта, түркийә армийәсиниң террорчиларни тазилаш паалийәтлирини кәскин давамлаштуруватқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «ирақниң шималидики <пәнҗә – қулуп> һәрбий һәрикити районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси икки террорчи бир тәрәп қилинди. райондики һәрбий һәрикәтлиримиз таки әң ахирқи террорчи йоқитилғанға қәдәр қәтий ирадә билән кәскин давамлишиду.»

сүрийәниң шималидики «‹фират қалқини› һәрбий һәрикити» районида һуҗумға өтүшкә тәййар һаләттә туруватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси  6 террорчи бир тәрәп қилинди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған  байанатта, мундақ дейилди:

«бирдинбир нишани районни қанға бойаш болған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси террорчиларға тегишлик җаваб қайтурушни давамлаштуруватимиз. ‹фират қалқини› һәрбий һәрикити районида һуҗумға өтүшкә тәййар һаләттә туруватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси 6 террорчи бир тәрәп қилинди. террорчилар өзлири колиған хәндәкләргә көмүлүштин һәргизму қечип қутулалмайду.»

түркийә армийәсиниң ирақниң шималида елип барған һава һуҗумлири давамидиму бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң каттибашлириниму өз ичигә алған террорчилар панаһлиниватқан ғар, панаһ җай вә оқ-дора искилатлири қатарлиқ 16 нишан йәр билән йәксан қиливетилди.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған  байанатта, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/ к җ к  вә башқа террорлуқ унсурлирини бир тәрәп қилип, ирақниң шималидин түркийә һәм дөләт хәвпсизлик күчлиригә қаритилған террорлуқ һуҗумлириға тақабил туруш, чегра бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 51-маддисидики қанунлуқ қоғдиниш бәлгилимисигә асасән һава һуҗумлири елип берилғанлиқи байан қилинип мундақ дейилди:

«2023-йили 12-айниң 1-күни саәт 18.30 да ирақниң шималидики гара, мәтина, һақуруқ вә қәндил районлирида турушлуқ террорлуқ нишанлириға қарши һава һәрикәтлири елип берилди. һава һәрикәтлири давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ниң каттибашлириниму өз ичигә алған террорчилар панаһлиниватқан ғар, панаһ җай вә оқ-дора искилатлири қатарлиқ 16 нишан йәр билән йәксан қиливетилди, көп санда террорчи бир тәрәп қилинди. әзиз хәлқимизниң  пидакар әвладлири болған қәһриман қисимлиримиз,  илгирикигә охшашла дөлитимиз вә хәлқимизниң мәвҗутлуқи вә бихәтәрликини қоғдаш үчүн, таки әң ахирқи террорчи бир тәрәп қилинғанға қәдәр терроризмға қарши күрәшни қәтий ирадә билән кәскин давамлаштуриду.»

«һава һәрикәтлири җәрйанида бигунаһ пуқралар, дост дөләтләрниң қисимлири, тарихий вә мәдәнийәт мираслири һәм муһитниң зийанға учримаслиқи үчүн барлиқ тәдбирләр қоллинилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر