әрдоған дубәйдә ечилидиған килимат һәрикити башлиқлар йиғиниға иштирак қилиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған дунйа килимат һәрикити башлиқлар йиғиниға иштирак қилиш үчүн, әрәб бирләшмә хәлипиликигә бариду.

2070929
әрдоған дубәйдә ечилидиған килимат һәрикити башлиқлар йиғиниға иштирак қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси байанат елан қилип, җумһур рәис әрдоғанниң дубәйдә ечилидиған б д т килимат өзгириши рамка әһдинамисигә тәрәп дөләтләрниң 28 – нөвәтлик килимат һәрикити башлиқлар йиғиниға иштирак қилиш үчүн, 30-нойабирдин 1-декабирғичә әрәб бирләшмә хәлипиликидә зийарәттә болидиғанлиқини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, йиғинида, килимат өзгиришигә тақабил туруш сийасәтлири, сақлиниватқан муһит мәсилилири, енергийә, йемәклик, сағламлиқ қатарлиқ һәр хил мәсилиләр һәққидә йуқири дәриҗилик пикир алмаштуруш пиланланмақта икән.

җумһур рәис әрдоған башлиқлар йиғининиң биринчи күни, йәни 12-айниң 1-күни йиғин әһлигә хитаб қилидикән вә йиғинға ишитрак қиливатқан бир қисим дөләтләрниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири билән айрим учришишларни өткүзидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر