п к к/й п г йәнә балиларни тутқун қилди
америка қошма иштатлири қоллаватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г сүрийәниң һәләб вилайитидә ишғалийити астидики шәйх мәқсуд мәһәллисидә 13 йашлиқ бир балини тутқун қилди.
![п к к/й п г йәнә балиларни тутқун қилди](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/7d2c/c3df/ae93/64c4c4b38ae41.jpg?time=1718771834)
түркийә авази радийоси хәвири: бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г өз сепидә мәҗбурий урушқа қатнаштуруш үчүн сүрийәдә ишғалийити астидики районлардики балиларни аилилиридин қачуруп, тутқун қилмақта.
бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г сүрийәниң һәләб вилайитидә ишғалийити астидики шәйх мәқсуд мәһәллисидә 13 йашлиқ бир балини тутқун қилди, андин униңға қораллиқ тәлим – тәрбийә бериш үчүн, уни аталмиш мәшиқ лагериға елип кәтти.
бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г тутқун қилинған балиларниң аилисидикиләр билән алақә қилишиға йол қоймайду.
хәлқаралиқ тәшкилатларму бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң балиларни мәҗбурий урушқа салидиғанлиқини дәлил – испатлар арқилиқ оттуриға қоймақта.
бирләшкән дөләтләр тәшкилати 2022-йили 1-айдин 12-айғичә болған мәзгилдики «һәр йили қораллиқ тоқунушларға селиниватқан балилар» намлиқ доклатида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к вә униң сүрийәдики гумаштиси й п г ниң 2022-йили 1200 дин артуқ балини «әскәр» қилип ишләткәнликини билдүргәниди.
бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутеррес мәзкур доклаттики байанатида, мундақ дегәниди:
«п к к/й п г ниң балиларни әскәр қилип ишлитишидин интайин әндишиликмән. п к к/й п г ни балиларни әскәр вә охшимиған мәқсәттә ишлитишни тохтитишқа, сепидики барлиқ балиларни қойуп беришкә чақиримән.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![түркийә әзәрбәйҗанниң келәчики үчүн һәмнәпәс болмақта](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/6e67/9b77/98a9/66716af7bff4b.jpg?time=1718771835)
түркийә әзәрбәйҗанниң келәчики үчүн һәмнәпәс болмақта
түркийә дост вә қериндаш дөләт әзәрбәйҗанниңму келәчики үчүн һәмнәпәс болмақта.
![ирақниң шималида 3 террорчи бир тәрәп қилинди](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/e0cb/10b5/a712/66713b2bde92e.jpg?time=1718771835)
ирақниң шималида 3 террорчи бир тәрәп қилинди
ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 3 террорчи бир тәрәп қилинди.