хақан фидан испанийәдә зийарәттә болмақта

ташқи ишлар министири хақан фидан ақ деңиз бирләшмиси (UUA) ниң 8 – нөвәтлик район мунбири йиғиниға қатнишиш үчүн испанийәниң барселона шәһиригә йетип барди.

2069147
хақан фидан испанийәдә зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, мунбәр йиғинидики бирдинбир күнтәртип сүпитидә ғәззәдики инсанпәрвәрлик киризиси вә районниң вәзийити музакирә қилинидиғанлиқи билдүрүлди.

министир хақан фиданниң зийарәт җәрйанида, ислам һәмкарлиқ тәшкилати - әрәб әллири иттипақи пәвқуладдә бирләшмә башлиқлар йиғини тәрипидин тәйинләнгән башқа ташқи ишлар министирлири билән шундақла испанийә ташқи ишлар министири җосе мануел албарис буено биләнму көрүшүп, ғәззәдики әң йеңи өзгиришләрни музакирә қилидиғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر