2023 - йиллиқ шәрқий ақ деңиз бирләшмә маневири конйаалтида башланди

сәккиз дөләтниң парахот, хадим вә көзәткүчилири иштирак қилған «шәрқий ақ деңиз -2023 тәклип маневири» анталйаниң конйаалти наһийәси деңиз қирғиқида өткүзүлди.

2068129
2023 - йиллиқ шәрқий ақ деңиз бирләшмә маневири конйаалтида башланди

түркийә авази радийоси хәвири: деңиз армийәси қомандани адмирал әрҗүмәнт татлиоғлу, иштиракчи вә көзәткүчи дөләтләрниң вәкиллири билән журналистлар, түркийә армийәсиниң йәрлик вә миллий уруш парахоти —TCG анадолуниң һәрикәт вә мәшғулатлирини йеқиндин көзәтти.

сенарийәгә асасән, йәр тәврәш сәвәбидин тарқақлаштурулуши керәк болған пуқраларни қирғақтин парахотқичә елип кетишни асас қилған маневир, адмирал татлиоғлу орнини алғандин кейин башланди.

игилинишичә, маневир 11-айниң 25-күнигичә давамлишидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر