чәлик: нетанйаһу вә униңға охшашлар қирғинчилиқ сийасәтлириниң иҗрачилиридур

адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик исраилийә әмәлдарлириниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тоғрисидики сөзлирини тәнқид қилди.

2065294
чәлик: нетанйаһу вә униңға охшашлар қирғинчилиқ сийасәтлириниң иҗрачилиридур

түркийә авази радийоси хәвири: өмәр чәлик өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип, исраилийә һөкүмитиниң миңлиған пуқралар вә балиларни қирғин қилиш؛ җамәләр, черкавлар вә дохтурханиларни вәйран қилиш арқилиқ инсанийәт тарихида қараңғу из қалдурған җинайәтләргә арилашқанлиқини ейтти.

чәлик сөзини давамлаштуруп: «қоли қанлиқ исраилийә һөкүмити баш министири бенйамин нетанйаһу вә исраилийә ташқи ишлар министири ели коһинниң җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоғанға қарши билҗирлашлири, һаман бир күни һесабқа тартилидиған җинайәтлирини йошуруш урунушлиридур. җумһур рәисимиз инсанниң иззәт-һөрмитини вә инсаний қиммәт қарашни қәтий қоғдайдиған сийасәтләрни йүргүзмәктә. нетанйаһу вә униңға охшашлар болса, қирғинчилиқ сийаситиниң иҗрачилиридур» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر