нуман қуртулмуш шиветсийә парламенти башлиқи андириас норлен билән көрүшти

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи нуман қуртулмуш шиветсийә парламенти башлиқи андириас норлен билән син көрүнүшлүк сөһбәт өткүзди.

2064634
нуман қуртулмуш шиветсийә парламенти башлиқи андириас норлен билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (т б б м) башлиқи қуртулмуш өзиниң шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болушиға мунасивәтлик җәрйанни баштин-ахир наһайити йеқиндин көзитип келиватқанлиқини, бу җәрйанни балдуррақ тамамлашни үмид қилидиғанлиқини ейтти.

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимисиниң шиветсийәниң натоға әза болушиға мунасивәтлик һөҗҗити қолиға тәгкәндин кейин, уни дәрһал имзалап, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ташқи ишлар комиссийониға әвәткәнликини билдүргән қуртулмуш, буниңға мунасивәтлик қанун лайиһәсиниң мушу һәптә ичидә комиссийонда музакирә қилинишиниң пиланлиниватқанлиқини әскәртти.

у, әгәр тәклип комиссийон тәрипидин мақулланса, униң түркийә бүйүк миллий мәҗлиси омумий кеңишидә музакирә қилинидиғанлиқини вә ахирқи қарарниң парламент әзалириниң әркин ирадиси билән чиқирилидиғанлиқини тәкитлиди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи қуртулмуш сөзини давамлаштуруп, шиветсийәниң өзи вәдә қилған «терроризмға қарши күрәшни қоллаш», «исламниң муқәддәслиригә һуҗум қилишқа йол қоймаслиқ» қатарлиқ мәсилиләрдә  актип позитсийә билән һәрикәт қилидиғанлиқиға толуқ ишинидиғанлиқини тилға елип өтти.

п й д / й п г вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәшни бирликтә елип беришни тәләп қилған қуртулмуш, финландийәгә охшаш шиветсийәниңму террорлуқ тәшкилатлириға йол қоймаслиқини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

қуртулумуш, түркийә-йавропа мунасивитиму музакирә қилинған сөһбәт җәрйанида, шиветсийәниң түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш мусаписини қоллишини үмид қилидиғанлиқини оттуриға қойди.

у, исраилийәниң ғәззә вә пәләстин шәһәрлиригә қаратқан һуҗумлириму музакирә қилинған сөһбәт җәрйанида, хәлқара җәмийәтниң ғәззә үчүн авазини йуқири көтүрүши керәкликини тәкитләп, ғәззәдә дәрһал уруш тохтитип, инсанпәрвәрлик йардәм каридори орнитишниң тәхирсизликини тәкитлиди.

норленму түркийәниң шиветсийә парламенти үчүн интайин муһим дөләт икәнликини вә һәмкарлиқ даирисини кеңәйтишни сәврсизлик билән күтүватқанлиқини ейтти.

у, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи қуртулмушни шиветсийәгә тәклип қилди вә уни шиветсийә парламентида күтүвелиштин хушаллиқ һес қилидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر