әрдоған бүгүн сәуди әрәбистанға бариду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бүгүн сәуди әрәбистанниң пайтәхти рийадқа берип, «ислам һәмкарлиқ тәшкилати вә әрәб әллири иттипақиниң пәвқуладдә бирләшмә башлиқлар йиғини» иштирак қилиду.

2063203
әрдоған бүгүн сәуди әрәбистанға бариду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә идарисиниң билдүрүишчә, әрдоған исраилийәниң ғәззә қатарлиқ ишғал қилинған пәләстин земинлириға вә пәләстин хәлқигә қиливатқан һуҗумлирини музакирә қилиш мәқситидә чақирилидиған 8-нөвәтлик ислам һәмкарлиқ тәшкилати дөләтлири пәвқуладдә башлиқлар йиғиниға қатнишидикән.

йиғинда, ислам дунйаси вәкиллириниң йүз бериватқан вәқәләргә қарита ташлинидиған конкрет қәдәмләр һәққидә пикир алмаштуруши пиланланмақта икән.

башлиқлар йиғинида ишитракчиларға хитаб қилидиған җумһур рәис әрдоған йәнә, иштиракчи рәһбәрләр билән айрим учришишларниму өткүзидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر