түркийә ататүрк вапатиниң 85 - хатирә йилини тәбриклимәктә

бүгүн түркийә мустапа камал ататүрк аләмдин өткәнликиниң 85 – хатирә йилини тәбриклимәктә...

2062893
түркийә ататүрк вапатиниң 85 - хатирә йилини тәбриклимәктә

түркийә авази радийоси хәвири: һәрбий вә сийасий таланти билән исмини түрк вә дунйа тарихиға алтун һәрпләр билән йаздурған мустапа камал ататүрк, 1938- йили 11 - айниң 10- күни истанбул долмабаһчә сарийида аләмдин өтти.

түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа камал ататүрк вапат болғанлиқиниң 85 йиллиқи пүтүн түркийәдә, шималий қибрис түрк җумһурийитидә вә түркийәниң чәт әлләрдики әлчиханилирида мурасим вә паалийәтләр өткүзүлүп хатирилиниду.

паалийәтләр даирисидә, дөләт әрбаблири пайтәхт әнқәрәдики ататүрк хатирә сарийи — анитқабирни зийарәт қилди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған башчилиқидики вәкилләр өмики ататүркниң мәқбәрисигә гүлчәмбирәк қойди.

әрдоған ататүрк хатирә сарийи алаһидә дәптиригә көңүл сөзлирини изһар қилип: «һөрмәтлик ататүрк, вапат болғанлиқиңизниң 85 – хатирә йилида йәнә бир қетим сәпдашлириңизни, вәтинимиз үчүн җенини пида қилған қәһриман шеһитлиримизни вә охшаш ғайә йолида қенини еқитқан ғазилиримизни сеғиниш ичидә әсләватимиз. түркийәниң қәд көтүрүшигә, түркийә әсириниң қурулушиға вә хәлқимизниң әсирлик нишаанлириға һечқандақ күч тосқунлуқ қилалмайду» дәп йазди.

түркийә бүйүк миллий мәҗлиси башлиқи нуман қуртулмуш анитқабирда өткүзүлидиған рәсмий мурасимға вә җумһур рәислик мәһкимисидики хатириләш пирограммисиға қатнишиду.

нуман қуртулмуш түркийә җумһурийитиниң қурғучиси ғази мустапа кәмал ататүркниң вапат болғанлиқиниң 85 йиллиқи мунасивити билән телеграмма тарқатти.

қуртулмуш өзиниң иҗтимаий алақә суписидики адресида елан қилған телеграммисида: «түркийә бүйүк миллий мәҗлисиниң биринчи рәиси, җумһурийитимизниң қурғучиси ғази мустапа камал ататүркни вапат болғанлиқиниң 85 йиллиқида һөрмәт билән хатириләймиз. роһи шад болсун! сөйүмлүк вәтинимиз үчүн җанлирини пида қилған барлиқ шеһитлиримизниң, вә аләмдин өткән пүткүл ғазилиримизниң мақамлири үстүн, маканлири җәннәт болсун» дегән ибариләргә орун  бәрди.

муавин җумһур рәис җәвдәт йилмазму иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп, ататүркни һөрмәт билән әслиди.

җәвдәт йилмаз вәтинини қоғдаш йолида җанлирини пида қилған барлиқ шеһитләр вә ғазилардин миннәтдар икәнликини қәйт қилди.

ташқи ишлар министири хақан фиданму өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп: «мән бу мунасивәт билән, миллий ташқи сийаситимиз билән дөлитимизниң игилик һоқуқ вә мустәқиллиқини күчәйтиш ирадиимизни бир қетим тәкитләймән. ғази мустапа камал қатарлиқ азадлиқ урушимизниң барлиқ қәһриманлирини сеғиниш вә миннәтдарлиқ билән әсләймән» деди.

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтунму иҗтимаий таратқудики адресида ататүркни йад етип: «бизгә бу земинларни вәтән қилип бәргән барлиқ қәһриманлиримизни миннәтдарлиқ билән әсләймән» деди.

диний ишлар башқармисиму телеграмма тарқитип, вапатиниң 85 йиллиқи мунасивити билән ғази мустапа камал ататүркни хатирилиди.

башқарминиң 10 – нойабир ататүркни хатириләш күни мунасивити билән тарқатқан телеграммисида, қурулушиниң 100 – йилиға қәдәм басқан җумһурийәтниң қурғучиси ғази мустапа камал ататүркниң впатиниң 85 йиллиқи мунасивити билән һөрмәт вә миннәтдарлиқ билән хатириләнгәнлики қәйт қилинди.

телеграммида: «зор қурбанлиқлар бәдилигә қолға кәлтүрүлүп бизгә аманәт қилинған җәннәт вәтинимиз вә қиммәт – қаришимизни күчәйткән һалда кәлгүсигә йүзләндүрүшни қәһриман әҗдадлиримиз вә шанлиқ тарихимиз алдидики бурчимиз дәп қараймиз. шәрәплик өтмүшниң әвладлири болуш сүпитимиз билән, бизниң бүгүнки вәзипимиз мәдәний қиммәт қаришимизни әслигә кәлтүрүш, дөлитимизниң мәвҗутлуқи вә миллитимизниң параванлиқи үчүн, пүтүн күчимиз билән тиришип, әҗдадлиримизниң сап мирасини кәлгүсигә йәткүзүштур» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر