хәлқ ататүрк хатирә сарийини зийарәт қилди

ғази мустапа камал ататүрк вапатиниң 85 – хатирә күнидә нурғун амма ататүрк хатирә сарийи – анитқабирни зийарәт қилди.

2063065
хәлқ ататүрк хатирә сарийини зийарәт қилди
anitkabir ziyaret3.jpg
anitkabir ziyaret2.jpg
anitkabir ziyaret1.jpg
anitkabir ziyaret.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт әнқәрәдики ататүркниң җәсити қойулған анитқабир, 10-нойабир мунасивити билән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған рийасәтчиликидики дөләт әрбаблири иштирак қилған мурасимдин кейин зийарәтчиләргә ечиветилди.

түркийәниң һәр қайси җайлиридин кәлгән амма, ататүркниң мәқбәрисини зийарәт қилип, дуа қилди вә һөрмәт билдүрүп сүкүттә турди.

амма, әскәрләрниң қаравуллуқ алмаштуруш җәрйанидики мурасиниму қизиқиш ичидә тамаша қилди.

анитқабирдики йаңратқуларда ататүркниң 10 - йил нутқиниң аваз хатириси үзлүксиз йаңрап турди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر