бүгүн мустапа камал ататүркниң вапатиға 85 йил болған күн...

һәрбий вә сийасий таланти билән түркийә һәмдә дунйа тарихида нами алтун һәрпләр билән йезилған мустапа камал ататүрк, 1938-йили 10-нойабир истанбул долмабаһчә сарийида 9 дин 5 минут өткәндә көзини мәңгүгә йумди.

2062859
бүгүн мустапа камал ататүркниң вапатиға 85 йил болған күн...

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа камал ататүрк вапатиниң 85 йиллиқида, мәмликәт миқйасида, шималий қибрис түрк җумһурийити вә чәт әлләрдики әлчихана-консулханиларда һәр хил мурасимлар билән хатириләш паалийәтлири өткүзүлди.

пайтәхт әнқәрәдә, дөләт әрканлири ататүрк хатирә сарийини зийарәт қилди. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған башчилиқидики һәйәт ататүркниң қәбрисигә гүлчәмбирәк қойди.

рәҗәп таййип әрдоған хатирә сарийидики беғишлима дәптиригә: «әзиз ататүрк вапатиңизниң 85-йилида сизни, сәпдашлириңизни, вәтинимиз үчүн қени тупраққа төкүлгән қәһриман шеһитлиримизни, ортақ ғайә үчүн қан төккән ғазилиримизни миннәт билән йад етимиз. түркийәниң йүкселишигә, түркийә әсириниң қурулушиға вә хәлқимизниң бир әсирдики нишаниға йетишигә һечқандақ күч тосқунлуқ қилалмайду» дәп йазди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ниң башлиқи нуман қуртулмуш ататүрк вапатиниң 85 йиллиқи мунасивити билән байанат елан қилди.

у: «түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң биринчи рәиси, җумһурийитимизниң қурғучиси ғази мустапа камал ататүрк вапатиниң 85-йилида, уни һөрмәт билән әсләймиз. роһи шад болсун. әзиз вәтинимиз үчүн қанлирини пида қилған шеһитлиримизниң, ғазилиримизниң макани җәннәт болсун» деди.

нуман қуртулмуш ататүрк хатирә сарийи өткүзүлидиған рәсмий мурасимға вә җумһур рәислик мәһкимисидики хатириләш пирограммисиға қатнишиду.

ташқи ишлар министири хақан фиданму ататүрк вапатини хатириләп, екс (X) адресида учур һәмбәһрлиди.

у: «миллий ташқи сийаситимиз арқилиқ дөлитимизниң игилик һоқуқини вә мустәқиллиқини техиму күчәйтиш ирадимизни, бу вәсилә билән йәнә бир қетим намайан қилимиз. ғази мустапа камал ататүрк башчилиқидики азадлиқ урушиниң барлиқ қәһриманлирини миннәт вә рәһмәт билән әсләймән» деди.

диний ишлар идарисиму ататүрк вапатиниң 85 йиллиқи мунасивити билән, «100-йилини тәбриклигән җумһурийәтниң қурғучиси ғази мустапа камал ататүркни һөрмәт вә миннәт билән әсләймиз »дәп телеграмма елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر