өмәр чәлик: нетанйаһу һөкүмити һазир натсистларниң қилғинини қиливатиду

өмәр чәлик ахбарат елан қилиш йиғинида, нетанйаһу һөкүмитиниң қирғинчилиқ сийасити йүргүзүватқанлиқини билдүрди.

2061766
өмәр чәлик: нетанйаһу һөкүмити һазир натсистларниң қилғинини қиливатиду

түркийә авази радийоси хәвири: адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң муавин рәиси шундақла партийә байанатчиси өмәр чәлик исраилийәниң ғәззәгә қилған һуҗуми һәққидә тохтилип: «уруш тохтитамду йаки инсанпәрвәрлик нуқтисидин тохтитамду? дегән талаш - тартиш болмақта. нетанйаһу һөкүмити инсанпәрвәрлик нуқтисидин тохтитишқиму қарши чиқмақта. нетанйаһу һөкүмити һазир натсистларниң қилғинини қилмақта. дунйа буни һәрһал тохтитиши лазим. түркийәниң кепиллики үчүн тиришчанлиқлар давамлашмақта» деди.

өмәр чәлик партийә мәркизидики адаләт вә тәрәққийат партийәси қарар вә иҗраийә һәйити  йиғинидин кейин өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, нетанйаһу һөкүмитиниң қирғинчилиқ сийасити йүргүзүватқанлиқини билдүрди.

у: «натсистларниң қилғинини һазир нетанйаһу һөкүмити қиливатиду. нетанйаһу һөкүмитиниң қилғанлири натсистларниң қилғанлири билән охшаш. дунйа буниңға <тохта!> дейиши лазим. ундақ болмиғанда, инсанийәтниң вә пүткүл мәдәнийәтниң мувәппәқийәтлири, бу нитанийаһу һөкүмитини башқуридиғанларниң қирғин қилиш сийасити тәрипидин айақ- асти қилиниду вә йоқитилиду» деди.

өмәр чәлик җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң алдимиздики күнләрдә йеңи бир дипломатийә һәрикити башлинидиғанлиқини  тәкитләп: «һазир түркийә оттуриға қойған уруш тохтитиш вә кепиллик механизмини йолға қойуп, икки дөләтлик һәл қилиш чарәсини әмәлгә ашуруш үчүн барлиқ тиришчанлиқлар давамлашмақта. буниңдин башқа йәнә, ташқи ишлар министирлиқимиз вә истихбарат идаримизму мәнсәпдашлири билән бу мәсилини давамлиқ музакирә қилишни вә йеқиндин көзитип турушни давамлаштурмақта» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر