түркийә непалға тәзийә билдүрди

түркийә непалдики йәр тәврәштә қаза қилғанлар үчүн тәзийә билдүрди.

2060361
түркийә непалға тәзийә билдүрди

түркийә авази радйоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, йәр тәврәштә нурғун кшиниң қаза қилғанлиқи вә йариланғанлиқиға даир қайғулуқ хәвәрни тапшуруп алғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, «дост непал һөкүмти вә хәлқигә тәзийә билдүримиз, йариланғанларниң тезрәк әслигә келишини тиләймиз» дейилди.

непал дөләтлик җидди әһвалларға тақабил туруш мәркизиниң мәсуллири 5.6 бал йәр тәврәштә 157 киши қаза қилип, нурғун кишиниң йариланғанлиқини вә йәр тәврәш мәркизиниң непалниң җумла райониниң җәнубиға 42 киломитир келидиғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر