түркийә исраилийәдики баш әлчисини әнқәрәгә чақирди

түркийә тел авивда турушлуқ баш әлчиси шакир өзкан торунларни мәслиһәтлишиш үчүн пайтәхт әнқәрәгә чақирди.

2060306
түркийә исраилийәдики баш әлчисини әнқәрәгә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә уруш тохтитиш чақириқлирини қобул қилмай, пуқраларға қаритилған һуҗумлирини давамлаштурувәргәндин кейин, түркийә тел авивда турушлуқ баш әлчиси шакир өзкан торунларни мәслиһәтлишиш үчүн пайтәхт әнқәрәгә чақирди.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип: «исраилийә тәрәпниң уруш тохтитиш чақириқлирини қобул қилмай, пуқраларға қаратқан һуҗумлирини давамлаштуруши вә (ғәззәгә) инсаний йардәмләрниң үзлүксиз киришигә йол қоймиғанлиқи сәвәбидин ғәззәдә оттуриға чиққан паҗиәләрни нәзәрдә тутуп, тил авивда турушлуқ баш әлчимиз шакир өзкан торунларни мәслиһәтлишиш үчүн, әнқәрәгә чақиртиш қарар қилинди» дегәнләрни қәйт қилди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң һәрбий қанити болған «қәссам биригадиси» 7 – өктәбир шәнбә күни исраилийәниң пәләстинликләрниң вә мәсҗиди әқсани өз ичигә алған муқәддәс орунларниң  һөрмәт вә һоқуқини изчил дәпсәндә қилишиға қарши кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилған. исраилийә армийәсиму ғәззәни шиддәтлик бомбардиман қилишни башлиғаниди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунушларда икки тәрәптә миңларчә адәм талапәткә учриди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر