т р т мудири асийа-тинч окйан ахбарат бирләшмисиниң башлиқи болди

асийа-тинч окйан ахбарат бирләшмиси (ABU) ниң башлиқлиқиға, түркйә радийо-телевизийә идариси-т р т ниң баш мудири мәһмәт заһид собаҗи сайланди.

2059022
т р т мудири асийа-тинч окйан ахбарат бирләшмисиниң башлиқи болди
ABU.1.jpg
ABU.2.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: дунйадики әң чоң ахбарат бирләшмиси һесаблинидиған асийа-тинч окйан ахбарат бирләшмисиниң көрүрмини тәхминән 3.5 милйардқа йетидиған болуп, 65 дөләттин 246 әзаси бар. бирләшминиң 60-нөвәтлик омумий кеңәш йиғини җәнубий корейә ахбарат идариси (KBS) ниң саһибханлиқида 31-өктәбирдин 1-нойабир (2023) ғичә пайтәхт сеулда өткүзүлди.

йиғинда, т р т баш мудири мәһмәт заһид собаҗи асийа-тинч окйан ахбарат бирләшмисиниң башлиқлиқиға сайланди. униң вәзипә өтәш муддити үч йил болиду.

мәһмәт заһид собаҗи дунйадики әң чоң ахбарат бирләшмиси болған асийа-тинч окйан ахбарат бирләшмисиниң башлиқилиқиға сайланғанлиқини, түркийәниң һәр саһәдә рәһбәр дөләт болуш нишани үчүн әһмийәтлик дәп тәкитлиди.

у йәнә, асийа-тинч окйан ахбарат бирләшмиси башлиқлиқ вәзиписиниң түркийәгә берилишини, түркийәниң йүкселишиниң бир қәдими вә әкс етиши дәп билдүрди.

у мундақ деди:

«асийа-тинч окйан ахбарат бирләшмиси башлиқлиқ вәзиписиниң түркийә җумһурийитиниң 100-йилиға тоғра келиши, бизни башқичә хушал қилди. бу хәлқ қандақ шараитлар астида болуши вә имканийәтлири қанчилик чәклик болушидин қәтийнәзәр, күрәш қилиштин қәтий ваз кәчмәй нишанини әмәлгә ашурған. шуңа, һазир дунйадики әң чоң ахбарат бирләшмиси йаритип беридиған имканийәтләр вә йошурун күчләрдин пайдилинип, уларни бу мәқсәт үчүн сәпәрвәр қилип, бу мусапини техиму күчлүк шәкилдә елип баралаймиз дәп ойлаймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر