әрдоған: түркистандин пәләстингичә барлиқ мәзлумларниң йардимигә йүгүрмәктимиз
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «бүгүн түркийә җумһурийити худдий ғази мустапа камал ататүрк арзу қилғинидәк, өз районида вә хәлқарада игә – чақисиз қалғанларға игә чиқидиған дөләткә айланди» деди.
![әрдоған: түркистандин пәләстингичә барлиқ мәзлумларниң йардимигә йүгүрмәктимиз](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/aab0/ac77/949e/653e98042fb9d.jpg?time=1719013577)
түркийә авази радйоси хәвири: җумһур рәис әрдоған җумһурийәт елан қилинғанлиқиниң 100 - йиллиқи мунасивити билән 100 – йил нутуқини сөзлиди.
әрдоған 1923-йили 29-өктәбирдә елан қилинған җумһурийәтниң биринчи әсрини тамамлап, «түркийә әсири» дәп нам берилгән иккинчи әсиригә қәдәм қойғанлиқини тәкитлиди вә: «миң йиллиқ тарихқа игә дөләт әнәнимизниң йеңи бир һалқиси болған җумһурийитимиз, бу җоғрапийәдә қурған тунҗи әмәс, бәлки әң ахирқи дөлиитмиздур» деди.
әрдоған җумһурийәтниң һәм иптихари, һәм илһам мәнбәси икәнликини билдүрүп: «бүгүнки күндә, түркийә җумһурийити ғази мустапа камал ататүрк арзу қилғандәк, өз районида вә хәлқарада игә - чақисизларға игә чиқидиған дөләткә айланди» деди.
әрдоған кавказдин асийағичә, түркистандин пәләстингичәм қәйәрдә көзи йашқа толған, зулумға учриғучи, йардәмгә моһтаҗлар болса, шуларниң йардимигә йүгрәйдиған вә қолидин тутидиған түркийәгә айланғанлиқини әскәртип: «түркийә җумһурийитиниң хушал, мувәппәқийәтлик вә музәппәр болушини имперйалистлар тосуп қалалмайду» деди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![түркийә террорчиларға зәрбә беришни давамлаштурмақта](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/828b/04e9/7c0a/666c1fc0b666e.jpg?time=1719013577)
түркийә террорчиларға зәрбә беришни давамлаштурмақта
түркийә террорлуққа қарши туруш күришини қәтий ирадә билән үзлүксиз давамлаштурмақта.